Menu

Зәбур 135

CYR

1 Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтиңлар, У меһривандур; Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;

2 Илаһларниң илаһиға тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;

3 Рәбләрниң Рәббигә тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;

4 Зор карамәтләрни бирдин-бир Жүргүзгучигә тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;

5 Әқил-парасәт арқилиқ асманларни Ясиғучиға тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;

6 Зиминни сулар үстидә созуп Турғузғучиға тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;

7 Улуқ нур җисимлирини Ясиғучиға тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;

8 Күндүзни башқуридиған қуяшни Ясиғучиға тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;

9 Кечини башқурдиған ай һәм юлтузларни Ясиғучиға тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;

10 Уларниң тунҗилирини уруп, Мисирға зәрб бәргүчигә тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;

11 Исраилни улар арисидин чиқарғучиға тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;

12 Күчлүк қол һәм узатқан биләк билән уларни Чиқарғучиға тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;

13 Қизил деңизни бөләк-бөләк Бөлгүчигә тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;

14 Һәм Исраилни униң оттурисидин Өткүзгүчигә тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;

15 Қизил деңизда Пирәвнни қошунлири билән сүпүрүп ташлиғучиға тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;

16 Өз хәлқини чөл-баявандин Йетәклигүчигә тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;

17 Бүйүк падишаларни Урувәткүчигә тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;

18 Һәм мәшһур падишаларни Өлтүргүчигә тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;

19 Җүмлидин Аморийларниң падишаси Сиһонни Өлтүргүчигә тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;

20 — Һәм Башан падишаси Огни Өлтүргүчигә тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;

21 Уларниң зиминини мирас үчүн Бәргүчигә тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;

22 Буни бәндиси Исраилға мирас қилип бәргүчигә тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;

23 Һалимиз харап әһвалда, бизләрни Әслигүчигә тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;

24 Бизни әзгәнләрдин қутулдурғучиға тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;

25 Барлиқ әт егилиригә озуқ Бәргүчигә тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;

26 Әршләрдики Тәңригә тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур!

Everything we make is available for free because of a generous community of supporters.

Donate