Menu

Зәбур 134

CYR

1 Һәмдусана! Пәрвәрдигарниң намини мәдһийиләңлар, Уни мәдһийиләңлар, Пәрвәрдигарниң қуллири!

2 Уни мәдһийиләңлар, Пәрвәрдигарниң өйидә турғанлар, Худайимизниң һойлилирида турғанлар!

3 Яһни мәдһийиләңлар, чүнки Пәрвәрдигар меһривандур; Униң намиға күй ейтиңлар; Чүнки мошундақ қилиш шериндур;

4 Чүнки Яһ Яқупни Өзиниңки болушқа, Исраилни Өз мираси болушқа талливалди.

5 Чүнки өзүм билимәнки, Пәрвәрдигар улуқдур; Рәббимиз барлиқ илаһлардин үстүндур.

6 Пәрвәрдигар немә ишни мувапиқ көргән болса, У асманларда, Зиминда, Деңизларда һәм униң барлиқ тәглиридиму шуни қилғандур.

7 У йәр чәтлиридин булут-туманларни өрлитиду; Ямғурларға чақмақларни һәмраһ қилиду; Шамални Өз ғәзнилиридин чиқириду.

8 У Мисирдики тунҗа оғулларни һалак қилди, Инсанларниң болсун, һайванларниң болсун һәммини уруп һалак қилди.

9 У аламәтләрни, мөҗизиләрни араңларға әвәтти, и Мисир; Пирәвн вә униң һәммә қуллири үстигә әвәтти.

10 У улуқ әлләрни урувәтти, Қудрәтлик падишаларни өлтүрүвәтти;

11 Аморийларниң падишаси Сиһонни, Башанниң падишаси Огни, Қанаандики барлиқ падишалиқларни урувәтти.

12 Уларниң зиминини мирас қилип, Өз хәлқи Исраилға мирас болушқа тәқдим қилди.

13 Сениң намиң, Пәрвәрдигар, мәңгүгә, Шөһрәт-хатирәң дәвирдин-дәвиргичидур.

14 Чүнки Пәрвәрдигар Өз хәлқиниң дәвасини сорайду; Өз қуллириға рәһим қилиду.

15 Әлләрниң бутлири болса пәқәтла күмүч-алтундин ибарәттур, Уларни инсанниң қоллири ясиғандур, халас.

16 Уларниң ағзи бар, бирақ сөзлимәйду; Көзлири бар, бирақ көрмәйду;

17 Қулақлири бар, бирақ аңлимайду, Ағзида һеч нәпәс йоқтур.

18 Уларни ясиғанлар уларға охшап қалиду, Уларға таянғанларму шундақтур.

19 Исраил җәмәти, Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә қайтуруңлар; Һарун җәмәти, Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә қайтуруңлар;

20 Лавий җәмәти, Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә қайтуруңлар; Пәрвәрдигардин қорқидиғанлар, Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә қайтуруңлар!

21 Йерусалимда маканлашқан Пәрвәрдигарға Зиондин тәшәккүр-мәдһийә ейтилсун! Һәмдусана!

Everything we make is available for free because of a generous community of supporters.

Donate