Menu

Зәбур 70

CYR

1 Сәндин, Пәрвәрдигардин панаһ тапимән; Мени һәргиз йәргә қаратмиғайсән.

2 Өз һәққанийлиғиңда мени қутулдурғайсән; Маңа қулақ салғайсән, Мени қутқузғайсән!

3 Маңа өзүм дайим панаһлинидиған туралғу қорам таш болғайсән; Сән мени қутқузушқа буйруқ чүшүргәйсән; Чүнки Сән егиз тешим, қорғинимдурсән.

4 Худайим, мени рәзилләрниң қолидин, Һәққанийәтсиз, рәһимсиз адәмдин азат қилғайсән;

5 Чүнки Сән мениң үмүтүмдурсән, и Рәб Пәрвәрдигар, Яшлиғимдин тартипла мениң таянчимдурсән;

6 Балиятқудики вақиттин башлап мән Саңа тайинип кәлдим, Өзүң мени анамниң қарнидин чиқарғучисән; Мәдһийәмниң темиси болса һәрдайим Сән тоғрилиқтур.

7 Мән нурғунларға ғәйрий яки карамәт саналдим; Чүнки Сән мениң мустәһкәм панаһгаһимдурсән.

8 Ағзим күн бойи мәдһийилириң һәм шан-шәрипиңгә толиду;

9 Әнди қериғинимда мени ташлимиғайсән; Мағдурум кәткинидә, мәндин ваз кәчмигәйсән.

10 Чүнки дүшмәнлирим маңа қарши сөзлишиду; Җенимни елишқа көзләватқанлар қәстлишип: —

11 «Худа униңдин ваз кәчти; Уни қоғлап тутувелиңлар, Чүнки қутулдурудиғанлар йоқтур» — дейишиду.

12 И Худа, мәндин жирақлашмиғайсән; И Худайим, маңа ярдәмгә тез кәлгәйсән!

13 Җенимға күшәндә болғанлар шәрмәндә болуп йоқитилисун; Зийинимға интилгәнләр рәсвалиқ һәм шәрмәндичилик билән қаплансун;

14 Бирақ мән болсам, изчил үмүттә болимән, Сени техиму мәдһийиләймән.

15 Һәққанийлиғиң, ниҗатлиғиң ағзимда күн бойи баян қилиниду; Булар сан-санақсиздур, билгинимдин көп артуқтур.

16 Мән Рәб Пәрвәрдигарниң бүйүк ишлирини җакалиған һалда келимән; Сениң һәққанийлиғиңни яд етип җакалаймән — Пәқәт Сениңкинила!

17 И Худа, Сән яшлиғимдин тартип маңа үгитип кәлгәнсән; Бүгүнгә қәдәр Сениң қилған карамәт ишлириңни җакалап келиватимән.

18 Әнди һазир мән қерип, ақ чачлиқ болғинимда, и Худа, Мән бу дәвиргә күчлүк билигиңни җакалиғичә, Келәр әвлатниң һәммисигә қудритиңни аян қилғичә, Мени ташливәтмигәйсән!

19 И улуқ карамәт ишларни қилған Худа, Һәққанийлиғиң пәләккә тақашти; Саңа кимму охшаш болалисун!

20 Сән маңа көп һәм еғир күлпәтләрни көрсәткән екәнсән, Мени қайтидин йеңилайсән, йәр тәглиридин қайтуруп елип чиқисән;

21 Сән мениң иззәт-һөрмитимни техиму жуқури қилип, Һәр тәрәптин маңа тәсәлли берисән.

22 Мән Сени раваб челип мәдһийиләймән, Сениң һәқиқитиңни мәдһийиләймән, и Худайим; Чилтар челип Сени күйләймән, и Сән, Исраилниң Муқәддиси!

23 Саңа күйләр ейтқинимда, ләвлирим тәнтәнә қилиду, Өзүң һөрлүккә чиқарған җенимму шундақ роһлинип ейтиду;

24 Тилим күн бойи һәққанийлиғиң тоғрисида сөзләйду; Чүнки маңа яманлиқ қилмақчи болғанлар йәргә қаритилип рәсва қилиниду.

Everything we make is available for free because of a generous community of supporters.

Donate