Зәбур 46
CYR1 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Кораһниң оғуллири үчүн йезилған күй: — Барлиқ қовмлар, Худани алқишлаңлар! Униңға жуқури авазиңлар билән хошаллиқ тәнтәнисини яңритиңлар!
3 Чүнки Һәммидин Алий Болғучи, Пәрвәрдигар, дәһшәтлик вә һәйвәтликтур, Пүткүл җаһанни сориғучи бүйүк Падишадур.
4 У бизгә хәлиқләрни бойсундуруп, Бизни әл-милләтләр үстигә һаким қилиду.
5 У биз үчүн мирасимизни таллап, Йәни Өзи сөйгән Яқупниң пәхри болған зиминни бекитип бәрди. Селаһ!
6 Худа тәнтәнә садаси ичидә, Пәрвәрдигар сүнай садаси ичидә жуқуриға көтирилди;
7 Худаға нахша-күй ейтиңлар, нахша-күй ейтиңлар! Падишасимизға нахша-күй ейтиңлар, нахша-күй ейтиңлар!
8 Худа пүткүл җаһанниң падишасидур; Зеһниңлар билән униңға нахша-күй ейтиңлар!
9 Худа әлләр үстидә һөкүм сүриду; У Өзиниң пак-муқәддәслигиниң тәхтидә олтириду.
10 Әл-жутларниң каттилири җәм болуп, Ибраһимниң Худасиниң хәлқигә қошулди; Чүнки җаһандики барлиқ қалқанлар Худаға тәвәдур; У нәқәдәр алийдур!
