Menu

Зәбур 126

CYR

1 «Жуқириға чиқиш нахшиси»; Сулайман язған күй: — Пәрвәрдигар Өзи өй салмиса, Салғучилар бекардин-бекар униңға әҗир сиңдүриду; Пәрвәрдигар шәһәрни сақлимиса, Күзәтчиләр бекардин-бекар ойғақ туриду.

2 Силәрниң сәһәрдә орнуңлардин қопушуңлар, Кәч болғанда йетишиңлар, Җапа-мушәққәтни нандәк йегиниңлар бекардин-бекардур; Чүнки У Өз сөйгинигә уйқини бериду.

3 Мана, балилар Пәрвәрдигардин болған мирастур, Балиятқуниң мевиси Униң мукапатидур;

4 Яшлиқта тапқан балилар, Батурниң қолидики оқлардәк болиду.

5 Оқдени мошулар билән толған адәм бәхитликтур; Шәһәр дәрвазисида туруп дүшмәнләр билән сөзлишиватқинида, Улар йәргә қарап қалмайду.

Everything we make is available for free because of a generous community of supporters.

Donate