Menu

Зәбур 124

CYR

1 «Жуқириға чиқиш нахшиси» Пәрвәрдигарға таянғанлар Зион теғидәктур; Уни тәврәткили болмайду, У мәңгүлүк туриду.

2 Йерусалим! Тағлар униң әтрапини оруған, Һәм Пәрвәрдигар һазирдин та әбәткичә Өз хәлқиниң әтрапини орайду.

3 Чүнки рәзилләрниң һоқуқ һасиси һәққанийларниң несивисини башқурмайду; Болмиса һәққанийларму қоллирини қәбиһликкә узартиши мүмкин.

4 Пәрвәрдигар, меһриванларға меһриванлиқ қилғайсән; Көңли дурусларғиму шундақ болсун.

5 Бирақ әгир йолларға бурулуп кәткәнләрни болса, Пәрвәрдигар уларни қәбиһлик қилғучилар билән тәң шаллайду. Исраилға аман-хатирҗәмлик болғай!

Everything we make is available for free because of a generous community of supporters.

Donate