Menu

Микаһ 5

CYR

1 Әнди өзүңлар қошун-қошун болуп жиғилиңлар, и қошун қизи; Чүнки бириси бизни муһасиригә алди; Улар Исраилниң һаким-сорақчисиниң мәңзигә һаса билән уриду;

2 (Сән, и Бәйт-Ләһәм-Әфратаһ, Йәһудадики миңлиған шәһәр-йезилар арисида интайин кичик болған болсаңму, Сәндин Мән үчүн Исраилға Һаким Болғучи чиқиду; Униң һозурумдин чиқишлири қедимдин, Йәни әзәлдин бар еди)

3 Шуңа толғақ тутқан аял туғуп болғичә, У уларни дүшмәнлиригә ташлап қойиду; Шу чағда Униң қериндашлири болған қалдиси Исраилларниң йениға қайтип келиду.

4 У болса Пәрвәрдигарниң күчи билән, Пәрвәрдигар Худасиниң наминиң һәйвитидә падисини беқишқа орнидин туриду; Шундақ қилип улар мәзмут туруп қалиду; Чүнки У шу чағда йәр йүзиниң қәрилиригичә улуқ дәп билиниду.

5 Вә бу адәм арам-хатирҗәмлигимиз болиду; Асурийәлик зиминимизға бөсүп киргәндә, Ордилиримизни дәссәп чәйлигәндә, Биз униңға қарши йәттә хәлиқ падичисини, Сәккиз қабилийәтлик йетәкчини чиқиримиз;

6 Улар Асурийә зиминини қилич билән, Нимродниң зиминини өткәллиридә харабә қилиду; Вә Асурийәлик зиминимизға бөсүп киргәндә, Чегаримиз ичини чәйлигәндә, У адәм бизни униң қолидин қутқузиду.

7 Вә Яқупниң қалдиси нурғун хәлиқләр арисида Пәрвәрдигардин чүшкән шәбнәмдәк болиду, Чөп үстигә яққан ямғурлардәк болиду; Булар инсан үчүн кечикмәйду, Адәм балилириниң әҗрини күтүп турмайду.

8 Яқупниң қалдиси әлләр арисида, Йәни нурғун хәлиқләр арисида ормандики һайванлар арисидики ширдәк болиду, Қой падилири арисидики асландәк болиду; Шир өткәндә уларниң арисидин, Һеч ким қутқузуп алалмиғидәк чәйләп дәссәйду, Титма-тит қилип житиветиду.

9 Қолуң күшәндилириң үстигә көтирилиду, Барлиқ дүшмәнлириң үзүп ташлиниду.

10 Шу күнидә шундақ болидуки, — дәйду Пәрвәрдигар, Мән араңлардин барлиқ атлириңни үзүп ташлаймән, Җәң һарвулириңни һалак қилимән.

11 Зиминиңдики шәһәрлириңни йоқитимән, Барлиқ истиһкамлириңни ғулитимән.

12 Сеһирләрни қолуңдин үзүп ташлаймән; Силәрдә палчилар болмайду.

13 Мән ойма мәбудлириңни, «Бут түврүк»лириңларни оттуруңдин үзүп ташлаймән; Сән өз қолуңниң ясиғиниға иккинчи баш урмайсән.

14 Араңдин «Ашераһ»лириңни жулуветимән, Вә шәһәрлириңни һалак қилимән;

15 Вә Маңа қулақ салмиған әлләрниң үстигә аччиқ вә дәрғәзәп билән интиқамни жүргүзимән.

Everything we make is available for free because of a generous community of supporters.

Donate