Menu

Аюп 41

CYR

1 Мана, «уни бойсундуримән» дегән һәр қандақ үмүт беһудиликтур; Һәтта уни бир көрүпла, үмүтсизлинип йәргә қарап қалиду әмәсму?

2 Униң җениға тегишкә петиналайдиған һеч ким йоқтур; Ундақта Мениң алдимда турмақчи болған кимдур?

3 Асман астидики һәммә нәрсә Мениң турса, Мениң алдимға ким келип «маңа тегишлигини бәргинә» дәп баққан екән, Мән униңға қайтурушқа тегишликму?

4 Левиатанниң әзалири, Униң зор күчи, Униң түзүлүшиниң гөзәллиги тоғрилиқ, Мән сүкүт қилип туралмаймән.

5 Ким униң савутлуқ тонини салдуруветәлисун? Ким униң қош еңиги ичигә киривалалисун?

6 Ким униң йүз дәрвазилирини ачалалисун? Униң чишлири әтрапида вәһимә ятиду.

7 Қасирақлириниң сәплири униң пәхридур, Улар бир-биригә чиң чаплаштурулғанки,

8 Бир-биригә шамал кирмәс йеқин туриду.

9 Уларниң һәр бири өз һәмраһлириға чаплашқандур; Бир-биригә зич йепиштурулған, һеч айрилмастур.

10 Униң чүшкүрүшлиридин нур чақнайду, Униң көзлири сәһәрдики қапақтәктур.

11 Униң ағзидин отлар чиқип туриду; От учқунлири сәкрәп чиқиду.

12 Қомуш гүлханға қойған қайнаватқан қазандин чиққан һордәк, Униң бурун төшүгидин түтүн чиқип туриду;

13 Униң нәпәси көмүрләрни туташтуриду, Униң ағзидин бир ялқун чиқиду.

14 Бойнида зор күч ятиду, Вәһимә униң алдида сәкришип ойнайду.

15 Униң әтлири қат-қат бирләштүрүлүп чиң туриду; Үстидики қасирақлири йепиштурулуп, мидирлимай туриду.

16 Униң жүриги бәәйни таштәк мустәһкәм туриду, Һәтта түгмәнниң асти тешидәк мәзмут туриду.

17 У орнидин қозғалса, палванларму қорқуп қалиду; Униң толғинип шавқунлишидин алақзадә болуп кетиду.

18 Бириси қилични униңға тәккүзсиму, һеч үнүми йоқ; Нәйзә, атарнәйзә вә яки чаңгақ болсиму бәрибир үнүмсиздур.

19 У төмүрни самандәк, Мисни пор яғачтәк чағлайду.

20 Оқя болса уни қорқитип қачқузалмайду; Салға ташлири униң алдида пахалға айлиниду.

21 Тоқмақларму пахалдәк һеч немә һесапланмайду; У нәйзә-шәшбәрниң тәңлинишигә қарап күлүп қойиду.

22 Униң асти қисми болса өткүр сапал парчилиридур; У лай үстигә чоң тирна билән татилиғандәк из қалдуриду.

23 У деңиз-океанларни қазандәк қайнитиветиду; У деңизни қазандики мәлһәмдәк варақшитиду;

24 У маңса маңған йоли пақирайду; Адәм бужғунларни көрүп чоңқур деңизни аппақ чачлиқ бовай дәп ойлап қалиду.

25 Йәр йүзидә униң тәңдиши йоқтур, У һеч қорқмас яритилған.

26 У бүйүкләрниң һәр қандиқиға җүръәт билән нәзәр селип, қорқмайду; У барлиқ мәғрур һайванларниң падишасидур».

Everything we make is available for free because of a generous community of supporters.

Donate