Menu

Һошия 1

CYR

1 Пәрвәрдигарниң калами — Уззия, Йотам, Аһаз вә Һәзәкиялар Йәһудаға, Йоашниң оғли Йәробоам Исраилға падиша болған вақитларда, калам Бәәриниң оғли Һошияға кәлди;

2 Пәрвәрдигарниң Һошия арқилиқ кәлгән сөзиниң башлиниши — Пәрвәрдигар Һошияға: «Барғин, паһишиликкә берилгән бир аялни әмриңгә алғин, паһишиликтин болған балиларни өз қолуңға алғин; чүнки зимин Пәрвәрдигардин ваз кечип паһишиликкә пүтүнләй берилди» деди.

3 Шуниң билән у берип Диблаимниң қизи Гомәрни әмригә алди; аял униңдин һамилдар болуп бир оғул туғди.

4 Пәрвәрдигар униңға: «Униң исмини «Йизрәәл» дәп қойғин; чүнки йәнә азғина вақит өткәндә, Мән «Йизрәәл»ниң қениниң интиқамини Йәһуниң җәмәти үстигә қойимән вә Исраил җәмәтиниң падишалиғиға хатимә беримән.

5 Вә шу күнидә әмәлгә ашурулидуки, Мән Исраилниң оқясини Йизрәәл җилғисида сундириветимән».

6 Гомәр йәнә һамилдар болуп, қиз туғди. Пәрвәрдигар Һошияға: «Униң исмини «Ло-руһамаһ» дәп қойғин; чүнки Мән Исраил җәмәтигә иккинчи рәһим қилмаймән, уларни қәтъий кәчүрүм қилмаймән;

7 Бирақ Йәһуда җәмәтигә рәһим қилимән вә уларниң Худаси болған Пәрвәрдигар арқилиқ уларни қутқузимән; уларни оқясиз, қиличсиз, җәңсиз, атларсиз вә атлиқ әскәрсиз қутқузимән» — деди.

8 Гомәр Ло-руһамаһни әмчәктин айриғандин кейин йәнә һамилдар болуп оғул туғди;

9 Рәб: «Униң исмини: «Ло-амми» дәп қойғин; чүнки силәр Мениң хәлқим әмәс вә Мән силәргә Пәрвәрдигар болмаймән» деди. Һошия Исраилниң ахирқи замандики бәхити тоғрилиқ бешарәт бериду

10 — Бирақ Исраилниң балилириниң сани деңиздики қумдәк болуп, уни өлчигили яки саниғили болмайду; «Силәр мениң хәлқим әмәссиләр» дейилгән җайда шу әмәлгә ашурулидуки, уларға: «Силәр тирик Тәңриниң оғуллири!» — дейилиду.

11 Исраил балилири вә Йәһуда балилири биргә жиғилиду, өзлиригә бирла башни тикләйду вә турған зиминдин чиқиду; чүнки «Йизрәәлниң күни» улуқдур! Ака-укилириңларға «Амми! (Мениң хәлқим!)» вә сиңиллириңларға «Руһамаһ! (рәһим қилинған!)» — дәңлар!

Everything we make is available for free because of a generous community of supporters.

Donate