Menu

Һекмәт топлиғучи 11

CYR

1 Нанлириңни суларға әвәт; көп күнләрдин кейин уни қайтидин таписән.

2 Бир үлүшни йәттә кишигә, сәккизигиму бәргин; чүнки йәр йүзидә немә яманлиқ болидиғанлиғини билмәйсән.

3 Булутлар ямғурға толған болса, өзлирини зимин үстигә бошитиду; дәрәқ шимал тәрәпкә өрүлсә, яки җәнуп тәрәпкә өрүлсә, қайси тәрәпкә чүшкән болса, шу йәрдә қалиду.

4 Шамални күзитидиғанлар териқчилиқ қилмайду; булутларға қарайдиғанлар орма ормайду.

5 Сән шамалниң йолини билмигиниңдәк яки бойида барниң һамилисиниң устиханлириниң балиятқуда қандақ өсидиғанлиғини билмигиниңдәк, сән һәммини ясиғучи Худаниң қилғинини билмәйсән.

6 Сәһәрдә уруғуңни териғин, кәчтиму қолуңни иштин қалдурма; чүнки немә ишниң, у яки бу ишниң пайдилиқ болидиғанлиғини вә яки һәр иккисиниң охшашла яхши болидиғанлиғини билмәйсән. Һаят күнлирини әтиварлаш керәк, ихласмән болуши керәк!

7 Нур шерин болиду, аптапни көрүшму һозурлуқ иштур.

8 Шуңа бириси көп жил яшиған болса, буларниң һәммисидин һозур алсун. Һалбуки, у йәнә қараңғулуқ күнлирини есидә тутсун, чүнки улар көп болиду; кәлгүсидики ишларниң һәммиси бимәниликтур!

9 Яшлиғиңдин һозур ал, и жигит; яшлиғиң күнлиридә көңлүң өзүңгә хошаллиқни йәткүзгәй; көңлүң халиқини бойичә вә көзлириң көргини бойичә жүргин; бирақ шуни билгинки, буларниң һәммиси үчүн Худа сени сораққа тартиду.

10 Әнди көңлүңдин ғәшликни елип ташла, тениңдин яманлиқни нери қил; чүнки балилиқ вә яшлиқму бимәниликтур.

Everything we make is available for free because of a generous community of supporters.

Donate